исраилийәдә йүз бәргән икки қетимлиқ партлашта1 киши өлүп, 13 киши йариланди

исраилийәдә ғәрбий қуддуста йүз бәргән икки қетимлиқ партлашта, дәсләпки ениқлашларға қариғанда 14кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

1909949
исраилийәдә йүз бәргән икки қетимлиқ партлашта1 киши өлүп, 13 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә сақчилириниң йазма байанатида, ғәрбий қуддустики айрим икки нуқтида аптобус бекәтлиригә йеқин җайда партлаш йүз бәргәнлики билдүрүлди.

байанатта уқтурулишичә, ғәрбий қуддусниң чиқиш еғизидики гиват шавул доқмушиға җайлашқан аптобус бекитидә  йүз бәргән партилаштаö аз дегәндә 11 киши йариланған.

партлаштин кейин, ғәрбий қуддустикки рамот доқмушидики аптобус бекитигә йеқин җайда иккинчи партлаш йүз берип, нәқ мәйданда 3 киши йариланған.

йариланғанларниң дохтурханиларға апирилғанлиқи хәвәр қилинди.

балнестқа елинған йаридарлардин 1 киши қаза қилди вә 4 кишиниң әһвалиниң еғир икәнлики уқтурулди.

исраилийә сақчилири һәр икки нәқ мәйдандики дәлил-испат вә шаһитлар асасида тәкшүрүш елип берилғанлиқини вә гумандарларниң орнини тепиш үчүн тәкшүрүшләрниң башланғанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда, исраилийә баш министири йаирлапидниң алаһидә бхәтәрлик йиғини чақиридиғанлиқи уқтурулди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر