асийа-тинч окйан дөләтлири рәһбәрлири русийә - украина урушиға хатимә берилишини тәләп қилди

асийа-тинч окйан дөләтлири рәһбәрлири, тайландта өткүзүлгән асийа-тинч окйан иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида, русийәниң украинаға ачқан урушини тохтитишқа чақирди.

1908165
асийа-тинч окйан дөләтлири рәһбәрлири русийә - украина урушиға хатимә берилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: асийа-тинч окйан иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрлириниң байанатида, русийә-украина урушиниң сәлбий тәсирлири оттуриға қойулди.

байанатта, уруш вә бихәтәрликкә мунасивәтлик мәсилиләрниң «дунйа иқтисадиға еғир ақивәтләр»ни елип келидиғанлиқи тәкитлинип, нурғун дөләтниң украина урушини әйиблигәнликигә ишарәт қилинди.

урушниң чоңқур пул пахаллиқи, йемәклик бихәтәрлики вә тәминләш зәнҗиридә мәсилә пәйда қилғанлиқи әскәртилгән байанатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңишиниң 2-март елан қилған, «русийә федератсийәсиниң барлиқ һәрбий қисимлирини хәлқарада етирап қилинған украина земинлиридин дәрһал, пүтүнләй вә шәртсиз чекиндүрүши тәләп қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر