гутеррес: ашлиқ келишимини йеңилаш керәк

б д т баш катипи антонийо гутеррес қара деңиз ашлиқ йөткәш келишимини йеңилаш үчүн тосқунлуқларни йоқитишқа тиришиватқанлиқлирини билдүрди.

1906455
гутеррес: ашлиқ келишимини йеңилаш керәк

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес G20 дөләт гуруһи рәһбәрләр йиғини башлиништин илгири ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у G20 дөләт гуруһи рәһбәрләр йиғининиң һалқилиқ пәйттә елип өткүзүлгәнликини, дунйаниң һәрқайси җайлиридики кишиләрниң турмушниң қиммәтчилики вә килимат өзгиришниң тәсиригә көп учриғанлиқини ейтти.

у тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң ачарчилиқ вә кәмбәғәлликни азайтиш, сиҗил тәрәққийатқа мәбләғ селиш үчүн иқтисадқа еришәлмигәнликини әскәртти.

у йәнә, дунйаниң нурғун районлардики барғансери күчийиватқан ачарчилиқниң алдини елиш үчүн җиддий һәрикәткә өтүши керәкликини билдүрди.

у қара деңиз ашлиқ йөткәш келишими үстидә тохтилип, келишимниң ашлиқ базарлирини муқим қилишқа вә йемәк-ичмәк баһалириниң чүшүшигә һәссә қошқанлиқини, келишимниң қисқа вақит ичидә йеңилиниши керәкликини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«русийәниң ашлиқ вә оғутини експорт қилишниң алдидики тосқунлуқларни әмәлдин қалдуруш тоғрисида йахши илгириләш һасил қилинди. тиришчанлиқлиримизниң мувәппәқийәтлик болушини вә башқа қалған тосқунлуқларниң әмәлдин қалдурулушини үмид қилимән.»    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر