б д т русийәниң украинаға төләм төлишини мәзмун қилған қарарни қобул қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши русийәниң украинаға уруш төләм төлишини тәләп қилған қарарни қобул қилди.

1906644
б д т русийәниң украинаға төләм төлишини мәзмун қилған қарарни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 193 әзалиқ б д т омумий кеңиши, русийәниң украинаниң ичи - сиртидики хәлқара қанунға хилап қилмишлириниң җавабкарлиқиниң сүрүштә қилинишини мәзмун қилған қарар лайиһәсини авазға қойди.

қарарға 94 дөләт қоллап, 14 рәт қилип беләт ташлиди, 74 дөләт ипадә билдүрүштин өзини қачурди. русийә, хитай, иран вә сүрийә қарарни рәт қилип беләт ташлиған дөләтләр қатаридин орун алди.

қарарда, русийәниң украинаға қаратқан хәлқара қанунға хилап һәрикәтлири түпәйлидин келип чиққан зийан, өлүм йаки йарилиниш әһваллири үчүн төләм төлишигә мунасивәтлик хәлқаралиқ механизм орнитилиши тәләп қилиниду.

гәрчә б д т омумий кеңиши қарарлири қануний чәкләш күчигә игә болмисиму, сийасий салмаққа игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر