йавропада иссиқ һава долқуни сәвәбидин он миңларчә киши өлди

йавропада йаз пәслидә иссиқ һава долқуни сәвәбидин кәм дегәндә 15 миң киши һайатидин айрилди.

1903463
йавропада иссиқ һава долқуни сәвәбидин он миңларчә киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати йавропа ишлири мәсули һанс клуг, йавропаниң йаз пәслидики  иссиқ һава долқуниға даир истатистикилиқ мәлуматларни елан қилип мундақ деди: «һәрқайси дөләтләр елан қилған истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда, йавропада 2022 – йили иссиқ һава долқуни сәвәбидин кәм дегәндә 15 миң киши һайатидин айрилған. җүмлидин, испанийәдә тәхминән 4 миң киши, португалийәдә 3 миң 200 киши, германийәдә 4 миң 500 киши һайатидин айрилған.»

у, үнүмлүк тәдбир қолланмиған тәқдирдә, кәлгүси бир нәччә йилда иссиқ һава долқуни вә қаттиқ иссиқниң техиму көп өлүмни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر