әсәд һакимийити идлибтики мусапирлар лагериға һуҗум қилди

бәшшар әсәд һакимийити күчлири, идлибтики йурт – маканлиридин айрилип қалған сәргәрданлар туруватқан лагерға шар бомбиси ишлитип һуҗум қилди.

1902670
әсәд һакимийити идлибтики мусапирлар лагериға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити күчлири, идлибтики йурт – маканлиридин айрилип қалған сәргәрданлар туруватқан лагерға шар бомбиси ишлитип һуҗум қилип, алтә пуқраниң җенидин айрилиши, кәм дегәндә 75 пуқраниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарди.

сүрийә хәлқ мудапиәси әтритиниң билдүрүшичә, һакимийәт қисимлири бүгүн әтигәндә идлибниң шималидики йурт – маканлиридин мәҗбурий көчүрүветилгән пуқралар туруватқан марам мусапирлар лагериға шар бомбиси ишлитип һуҗум қилған؛ вәқәдә алтә пуқра қаза қилған, кәм дегәндә 75 пуқра йариланған.

хәлқ мудапиәси әтрити һуҗумда йариланғанларни йеқин әтраптики дохтурханиларға елип барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر