исираилийәдә нетанйаһу башчилиқидики оңчи қанат үстүнлүккә еришти

исираилийәдә 1-нойабир(2022) өткүзүлгән сайламниң аваз белитини санаш ишлири ахирлишип, нәтиҗиләр җәзмләшти.

1902028
исираилийәдә нетанйаһу башчилиқидики оңчи қанат үстүнлүккә еришти

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәдә әң узун баш министирлиқ вәзиписини өтигән бинйамин нетанйаһу башчилиқидики оңчи қанат 120 кишилик парламентта, 64 орунни игилиди.

тәхминән 6.7 милйон ройхәткә елинған сайлиғучи бар болған исираилийәдә 1-нойабир өткүзүлгән омумий сайламға қатнишиш нисбитиниң %71.3 кә йәткәнлики елан қилинди.

нетанйаһу башчилиқидики оңчи қанат 120 кишилик парламентқа 64 парламент әзаси чиқириш һоқуқини қолға кәлтүрди.

исираилийә мәркизий сайлам комитетиниң рәсмий нәтиҗилиригә асасланғанда, нетанйаһу рәһбәрликидики ликуд партийәси парламентта 32 орунни игилигән. нетанйаһуниң рәқиби һазирқи баш министир йаир лапид рәһбәрликидики «келәчәк бар» партийәси 24 орунға еришип, парламенттики иккинчи партийә болған.

баш министир лапид башчилиқидики «өзгириш бирләшмиси» ичидин орун алған партийәләр җәмий 52 орунға еришкән.

икки қаатқа киришни рәт қилған «исираилйә пуқраси пәләстинликләрниң партийәси» бәш орунни қолға кәлтүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر