булғарийә украинаға қорал - йарағ йардәм беришни қарарлаштурди

булғарийә парламенти русийә 24 – феврал күни уруш қозғиған украинаға қорал - йарағ йардәм бериш тоғрулуқ қарар мақуллиди.

1902313
булғарийә украинаға қорал - йарағ йардәм беришни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: 240 әзалиқ парламентта авазға қойулған қарарнамә 155 аваз билән қобул қилинди, бир парламент әзаси болса аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

қарарнамигә асасән, булғарийә һөкүмити, бир ай ичидә, парламентқа украинаға һәрбий вә техникилиқ җәһәттин йардәм бериш лайиһәси суниду.

русийә тәрәпдари сабиқ коммунист партийәсиниң сепидә сийасәт йүргүзидиған булғарийә сотсийалистлар партийәсиниң 25 кишилик гурупписи, һәмдә русийә тәрәпдари сабиқ аммиви  қайта туғулуш партийәсиниң 27 кишилик гурупписи, беләт ташлашқа қатнашмиди.

икки партийәниң парламент әзалири, беләш ташлаш әснасида, парламент  залда «қорал – йарағларға қаршимиз» вә «тинчлиқни халаймиз» дегән хәтләр йезилған пилакатларни пулаңлатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر