елон маск твиттердики көк бәлгә үчүн һәр ай 8 доллар алидиған болди

тесла вә «SpaceX» ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси елон маск сетивалған твиттерда көк рәңлик бәлгиси болған һесаблардин һәр айда 8 доллар һәқ елинидиғанлиқини билдүрди.

1901226
елон маск твиттердики көк бәлгә үчүн һәр ай 8 доллар алидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: елон маск твиттердики байанатида, «твиттерниң һазирқи көк рәңлик тәстиқ бәлгиси болған йаки болмиғанларни мәвҗут ақсөңәкләр вә йезилиқлар дәп айриш һамақәтликтур. бу бәлгиниң айлиқи 8 доллар» деди.

елон маск мәзкур баһаниң дөләтләргә көрә охшимаслиқи мумкинликини билдүрүп, һәр айда 8 доллар төлигән кишиләрниң нурғун саһәдә вә мунбәрдә алдинқи пиланға чиқалайдиғанлиқини, техиму узун син вә авазларни һәмбәһирлийәләйдиғанлиқини һәмдә еланларниму башқилардин йерим һәссә аз көридиғанлиқини билдүрди.

елон маск: «бу усул арқилиқ мәзмун ишләпчиқарғучиларни мукапатлаш үчүн твиттерда бир кирим дәрвазиси ачиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر