русийә шималий қибрис түрк җумһурийитидә консулхана ачиду

русийә муавин ташқи ишлар министири александир грушко, шималий қибрис түрк җумһурийитидә йашаватқан руслар үчүн консулхана ечиш мәқситидә шималий қибрис түрк җумһурийити даирилири билән сөһбәт өткүзүватқанлиқлирини ейтти.

1899147
русийә шималий қибрис түрк җумһурийитидә консулхана ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: александир грушко, әзәрбәйҗанниң пайтәхт бакуда өткүзүлгән верона йавроасийа сода – иқтисад мунбири йиғини әснасида, мухбирлар билән өткүзгән сөһбитидә, шималий қибрис түрк җумһурийитидә йашаватқан руслар үчүн консулхана ечиш мәқситидә шималий қибрис түрк җумһурийити даирилири билән сөһбәт өткүзүватқанлиқлирини, буниң нәтиҗисиниң мувәппәқийәтлик болушиға ишинидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «шималий қибрис түрк җумһурийитилик кәспдашлиримиз билән узундин буйан сөһбәт өткүзүватимиз вә аралниң шималида йашаватқан русларни тегишлик консулхана мулазими билән тәминлишимизниң зөрүрлүкини, сөһбәт җәрйанида шималий қибрис түрк җумһурийити тәрипигә йәткүздуқ. бу басқуч давамлашмақта. бу мәсилидә шималий қибрис түрк җумһурийити билән бирдәклик һасил қилалайдиғанлиқимизға ишинимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر