нато һәрбий һәйити түркийәдә

шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң йуқири дәриҗилик һәрбий вәкиллиридин тәшкил тапқан һәйәт түркийәдә зийарәттә болди.

1895913
нато һәрбий һәйити түркийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң йуқири дәриҗилик һәрбий вәкиллири, нато һәрбий ишлар комитети, хәлқара һәрбий ишлар мутәхәссислири вә нато истиратегийәлик қоманданлиридин тәшкил тапқан бир һәйәтниң түркийәдә зийарәттә болғанлиқи билдүрүлди.

түнүгүн, измирға җайлашқан шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақдаш қуруқлуқ арийә қоманданлиқ иштабида башланған бу зийарәтниң, бүгүн истанбулда ахирлишидиғанлиқи байан қилинди.

байанатта,  һәйәтниң, истанбулдики көп дөләтлик бирләшмә уруш мәркизи қоманданлиқ иштаби, шималий атлантик әһди тәшкилати тез орунлаштуруш корпуси вә шималий атлантик әһди тәшкилати деңиз-окйан бихәтәрлик мәркизини зийарәт қилидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә,алдин пиланланған даимлиқ зийарәт даирисидә, һәйәткә, шималий атлантик әһди тәшкилатишәрқий қанитидики тинчлиқ вә бихәтәрликни қоғдаш йолидики түркийәниң тәшәббус һәм мәсулийәтлири, украинаға қиливатқан йардәмлири, қанунсиз көчмәнлик, терроризм, адәм вә зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчиликигә тақабил туруш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлири, түркийә армийәсиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һәрбий һәрикәтлири вә паалийәтлиригә әң көп төһпә қошуватқанлиқи вә тәшкилатниң



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر