әнглийә баш вәзири вәзиписидин истепа бәрди

әнглийә баш вәзири лиз трас баш вәзирлик вәзиписидин истепа бәрди.

1895597
әнглийә баш вәзири вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: трас, 10-номурлуқ баш министирлиқ мәһкимисиниң алдида елан қилған байанатида, өзиниң наһайити чоң иқтисадий вә хәлқаралиқ муқимсизлиқ пәйтидә вәзипигә олтурғанлиқини, аилиләр вә карханиларниң талонлирини қандақ төләйдиғанлиқлири тоғрулуқ әндишилик икәнликлирини қәйт қилди.

буни өзгәртиш һоқуқи билән бу вәзипини үстигә алғанлиқини байан қилған трас, һазирқи әһвални көздә тутуп, бу вәзипини орундийалмайдиғанлиқини етирап қилди.

истепанамисини сунуш үчүн әнглийә падишаһи 3 – чарлес билән көрүшкәнликини ейтқан трас, партийә ичидә келәр һәптә рәһбәрлик сайлими өткүзүлидиғанлиқини вә йеңи баш вәзир сайланғанға қәдәр, вәзипә өтәшни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر