пакистан кәлкүн қурбанлириниң аилә - тавабиатлириға төләм төләйдиғанлиқини уқтурди

пакистан һөкүмити кәлкүн апитидә қаза қилған йаки йариланғанларниң аилә-тавабиатлириға төләм берилидиғанлиқини уқтурди.

1895492
пакистан кәлкүн қурбанлириниң аилә - тавабиатлириға төләм төләйдиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири шаһбаз шәриф пайтәхт исламабадта байанат берип, һөкүмәтниң кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға 4522 доллар төләм берилидиғанлиқини؛ кәлкүнниң тәсиригә учриғанларға 316 милйон доллар тарқитилидиғанлиқини, йариланғанларниң аилә-тавабиатлириғаму төләм берилидиғанлиқини билдүрди.

қишниң йеқинлап қалғанлиқиға ишарәт қилған шәриф, хитай һөкүмитиниң қиш пәсли үчүн чедир әвәтидиғанлиқини қәйт қилди.

пакистанда йаз бойичә давамлашқан қаттиқ йамғур пәйда қилған кәлкүн апитидә 643 нәпири кичик бала, 348 нәпири айал болуп җәмий 1725 киши қаза қилған, 2 милйон 200 миң өй, 13 миң километир йол бузулған, 435 көврүк вәйран болған, 1 милйон 100 миң тойақ мал – чарва набут болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر