украиналиқ 108 айал әсир қойуп берилди

украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханиси башлиқи андри йермак, русийә билән түзүлгән әсир алмаштуруш келишимигә асасән, көп санлиқи әскәр болуп 108 украиналиқ айалниң қойуп берилгәнликини уқтурди.

1894346
украиналиқ 108 айал әсир қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: андрей йермак өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «108 айални асарәттин қутулдурдуқ» деди.

әсир алмаштуруш мусаписигә һәссә қошқан киши вә тәрәпләргә миннәтдарлиқ билдүргән йермак, қойуп берилгән  әсир айалларниң 37синиң азовтсал завути урушиға қатнашқан җәңчиләр, 12 нәпириниң  пуқра икәнликини билдүрди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики байанатидиму, украина билән түзүлгән әсир алмаштуруш келишими даирисидә 72 нәпәр матросни өз ичигә алған 110 русийә пуқрасиниң қойуп берилгәнлики оттуриға қойулди.

байанатта, қойуп берилгән кишиләрниң министирлиқниң айропиланлири билән пайтәхт москваға йөткилип, зөрүр болған теббий вә писхикилиқ йардәмләрниң берилгәнлики қәйт қилинди.

 10-айниң 11-күни русийә билән украина оттурисида ишқа ашурулған әсир алмаштурушта 32 украина әскири қойуп берилгән, урушта һайатидин айрилған 62 кишиниң җәсити кийев һөкүмитигә тапшуруп берилгәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر