украинада партлаш билән таң атти

украина таратқулири бүгүн әтигәндә (10-өктәбир) пайтәхт кийев, лвив вә днипро шәһәрлириниң һуҗумға учриғанлиқини хәвәр қилди.

1890571
украинада партлаш билән таң атти

түркийә авази радийоси хәвири: кийев шәһәр башлиқи виталий кличко шәһәр мәркизидики шевченкивск мәһәллисидә арқа-арқидин партлаш йүз бәргәнлики билдүрди.

у телеграм адресида учур һәмбәһирләп: «шевченкивск мәһәллисидә, пайтәхтниң мәркизидә бир қанчә партлаш йүз бәрди. кейинчә тәпсилий мәлумат берилиду» деди.

украина таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, пайтәхт кийевдә үч йаки төт партлаш йүз бәргән.

украина ички ишлар министирлиқиниң байанатида мундақ дейилди:

«кийевға чүшкән ракеталардин бири хәвпсизлик тармақлири җайлашқан кочиға чүшти. пирезидент володимир зеленскийниң ишханиси мушу җайда.»

қәйт қилнишичә, кийевдики партлашларда сәккиз киши җенидин айрилған.

украина ички ишлар министирлиқи партлашларда 24 кишиниң йариланғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر