рәиси: йадро сөһбәтлиридин өзимизни қачурмаймиз

иран пирезиденти ибраһим рәиси, йадро сөһбәтлиридин өзини қачурмайдиғанлиқини, әмма дөләтниң алға илгирилишини ғәрб дөләтлириниң тәлипигә четип қоймайдиғанлиқини ейтти.

1890191
рәиси: йадро сөһбәтлиридин өзимизни қачурмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсимий хәвәр агентлиқи — ирнаниң хәвиригә қариғанда, пирезидент рәиси пайтәхт теһрандики әззәһра университетидики бир мурасимда қилған сөзидә, дөлитиниң һазирғичә үнүмгә еришәлмигән йадро сөһбәтлиридин қачмайдиғанлиқини билдүрүп: «улар: <биз билән чүшиниш һасил қилиңлар, биз түзгән келишимләргә имза қойуңлар, дөлитиңларниң сақлиниватқан мәсилилири һәл қилинсун> дейишти. биз шәрәплик сөһбәтләргә тәййар икәнликимизни ейттуқ. биз сөһбәтләрдин қачмаймиз, чүнки, бизниң мувапиқ тәләплиримиз бар» дегән.

америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридә фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән бу һәқтә сөзләшкәнликини билдүргән рәиси: «мән макрон әпәнди вә нйуйорктики мутәхәссисләрдин бизниң тәләплиримизниң қайсисиниң әқилгә мувапиқ әмәсликини ейтип беришини тәләп қилдим. нәтиҗидә, бизниң сөзлиримиз ақиланә икәнликини қобул қилишти» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر