русийәдә сәпәрвәрлик рамкисида 200 миңдин артуқ киши қоралландурулған

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу елан қилинған сәпәрвәрлик рамкисида 200 миңдин артуқ кишиниң қоралландурулғанлиқини билдүрди.

1888293
русийәдә сәпәрвәрлик рамкисида 200 миңдин артуқ киши қоралландурулған

түркийә авази радийоси хәвири:русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу һәрбий мәсуллар билән ачқан йиғинда, русийәдә өткән ай елан қилинған қисмән сәпәрвәрлик тоғрисида мәлумат бәрди.

у: «бүгүнгичә 200 миңдин артуқ киши қоралландурулди» деди.

у қоралландурулған кишиләр арисида пидаийларниңму барлиқини әскәртип, 80 район вә алтә һәрбий тәлим-тәрбийә мәркизидә тәрбийәлиниватқанлиқини қәйт қилди.

у: «әскәрләр зөрүр тәрбийәлинишни ахирлаштурғандин кейин, алдинқи сәпкә әвәтилиши, сәпәрвәрлик басқучи контрол астида тутулуши керәк» деди.

у русийәдә мәҗбурий әскәрликкә елиш вақтиниң нойабирда башлинидиғанлиқини, бу мәзгилдә йәнә 120 миң кишиниң әскәрликкә елинидиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«әскәрликкә елинғанлар, алаһидә һәрбий һәрбий қисимға тәвә болмиған қисимларға әвәтилиду.»

русийә пирезиденти владимир путин 21-сентәбир қисмән сәпәрвәрлик елан қилған иди. сергей шойгу у вақитта, 300 миң запас әскәрниң әскәрликкә чақирилидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر