макрон украинаға давамлиқ йардәм қилидиғанлиқлирини билдүрди

фирансийә пирезиденти макрон украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшти.

1887599
макрон украинаға давамлиқ йардәм қилидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: елсий сарийи макронниң украина пирезиденти зеленский билән телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, пирезидент макрон русийәниң қанунсиз һалда украинаниң донетск, луханск, херсон вә запорижйа районлирини қошувалғанлиқини әйиблигән.

у фирансийәниң украинаниң игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә қайтидин еришиши үчүн йардәм қилишни давалаштуридиғанлиқини, шундақла русийәгә йеңи ембарго йүргүзүштә қәтий ирадәгә игә икәнликини билдүрди.

икки рәһбәр запорижйа йадро електр истансисиниң нөвәттики әһвалиниму музакирә қилди. макрон йадро електир истансисиниң баш мудири ихор мурашовниң русийә күчлири тәрипидин тутуп кетилгәнкиниму әйиблиди.

икки рәһбәр йәнә, йадро електр истансисида хизмәт қиливатқан вә бихәтәрликини қоғдаватқан украина хадимлириниң қисқа вақит ичидә алмаштурулушиниң муһим икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر