«форбис 400» байлар тизимлики елан қилинди

тесла вә SpaceX қатарлиқ техника ширкәтлириниң баш иҗраийә әмәлдари елон маск тунҗи қетим «форбес 400» тизимликиниң биринчиси болди.

1885638
«форбис 400» байлар тизимлики елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка сода журнили «форбес» тәрипидин  41 - қетим елан қилинған америка қошма иштатлириниң әң бай 400 сода – санаәтчиси тизимликигә қариғанда, байлиқини бултурқидин 60 милйард доллар ашурған елон маск биринчи орунни игиләп, уда төт йил бойичә биринчиликни сақлап кәлгән амазон ширкитиниң сабиқ йуқири дәриҗилик әмәлдари җеф безосни иккинчи орунға чүшүрүп қойған.

американиң әң бай сода – санаәтчиси маскниң бу орунға игә болушида тесла ширкити пейиниң %11лик өсүши гәвдилик рол ойниған.

тизимликтә амазон ширкитиниң пайчекидә %27 зийан тартқан безос иккинчи рәттин, йумшақ деталчи вә мәбләғ салғучи содигәр бил гейтис үчинчи рәттин орун алған.

өткән йили тизимликниң үчинчиси болған фйесбукниң қурғучиси марк закерберг, бу йил 11 - рәттин орун алған, башқичә ейтқанда алдинқи 10 ниң ичигә кирәлмигән.

2021-йили 9-айдин буйан байлиқиниң йеримидин көпрәкини (76 милйард 800 милйон доллар) зийан тартқан марк закерберг, өткән йили әң көп зийан тартқан «форбес 400» бейиниң биринчиси болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر