русийә уруш айропиланлири сүрийәдә панаһланғучилар лагерини бомбардиман қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитини қоллаватқан русийә уруш айропиланлири кәфәр лусин районидики панаһланғучилар лагериға һуҗум қилди вә һуҗумда 8 пуқра йариланди.

1885263
русийә уруш айропиланлири сүрийәдә панаһланғучилар лагерини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә уруш айропиланлири идлибниң йеза - қишлақлириға җайлашқан кәфәр лусин районидики панаһланғучилар лагерини бомбардиман қилди.

йәрлик мәнбәләрниң байанатида, һуҗумда 8 пуқраниң йариланғанлиқи вә улардин бирсиниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

бир мәктәпкә йеқин җайға қилинған һава һуҗуми қаттиқ қорқунч пәйда қилди. һуҗум районидин ис - түтәкләр көтүрүлди, өсмүрләр вә уларниң аилә-тавабиатлириниң қорқуп қечишқанлиқи көрүлди.

йариланғанлар, нәқ мәйданға йетип кәлгән хәлқ мудапиә әтрити тәрипидин дохтурханиға йәткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر