дунйа банкаиси пакистанға 2 милйард доллар йардәм қилидиған болди

дунйа банкаси кәлкүнниң тәсиригә учриған пакистанға 2 милйард доллар йардәм қилидиғанлиқини елан қилди.

1884285
дунйа банкаиси пакистанға 2 милйард доллар йардәм қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләтлик таратқуларниң хәвәрлиригә асасланғанда, дунйа банкаси җәнубий асийа райони муавин райсер мартин райсер пакистанда елан қилған байанатида, кәлкүн апитидә җенидин айрилған вә ройхәткә елинғанларниң санидин интайин азабланғанлиқини билдүрди.

райсер мартин федератсийә вә өлкилик һөкүмәтләр билән бирликтә кәлкүн апитиниң тәсиригә әң көп учриғанларға җиддий йардәм бериш үчүн тиришиватқанлиқлирини тәкитләп, дунйа банкаси болуш сүпити билән пакистанға 2 милйард доллар йардәм қилишни пиланлиғанлиқлирини ейтти.

пакистанда 14 – ийундин (2022) буйан давамлишиватқан пәсиллик йамғур кәлкүн апитигә сәвәб болған вә кәлкүндә 1600 дин артуқ киши җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر