фирансийәдә сәһийә вә иҗтимаий мулазимәт хадимлири иш ташлиди

фирансийәдә сәһийә вә иҗтимаий мулазимәт хадимлири мәмликәт миқйасида иш ташлап, хадим вә мәбләғниң кәмчилликигә наразилиқ билдүрүп, йуқири мааш тәләп қилди.

1883644
фирансийәдә сәһийә вә иҗтимаий мулазимәт хадимлири иш ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдики әң чоң әмгәкчиләр бирләшмиси (CGT) ниң чақириқиға асасән иш ташлиған сәһийә, иҗтимаий вә аммиви-давалаш саһәсиниң хизмәтчи – хадимлири, охшимиған шәһәрләрдә намайиш өткүзди.

пайтәхт парижда йүзлигән намайишчилар шәһәрлик һөкүмәт бинасиға йиғилип, хизмәт шараитиниң начарлишишиға вә саһәлиридики хадим вә малийәниң кәмчилликигә наразилиқ билдүрүп, бу җәһәттә йахшилиниш қәдәмлириниң ташлинишини тәләп қилди.

намайишчилар йәнә, нөвәттә сәһийә, иҗтимаий вә аммиви-давалаш саһәлиридә йолға қойулуватқан «сегур» намлиқ 183 йавролуқ айлиқ мукапатниң барлиқ хизмәтчиләр үчүн күчкә игә болушини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر