әрменйәдә пашинйанни истепаға чақириш садалири йаңрашқа башлиди

әрменийәдә алдинқи сәптә әзәрбәйҗан билән болған тоқунушларда көрүлгән өлүм-йетимләр сәвәбидин баш министир никол пашинйанға наразилиқ билдүргән намайишчилар, парламент бинаси алдида һөкүмәтниң истепа беришини тәләп қилип намайиш қилди.

1880179
әрменйәдә пашинйанни истепаға чақириш садалири йаңрашқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири:әрменийә «нийус а м» агентлиқи 44 күн давам қилған иккинчи қарабағ урушида (2020) җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлириниң түнүгүн (2022-йили 14-сентәбир) пайтәхй йериванда парламент бинаси алдида йиғилип, баш министир никол пашинйанға қарши намайиш қилғанлиқини хәвәр қилди.

намайишчилар никол пашинйанға ишәнч авази берилмәсликини вә һөкүмәтниң истепа беришини тәләп қилди.

кәч тәрәптә парламент бинаси алдидики намайишчилар сани көпәйди, сақчилар парламентқа тутишидиған кочиниң қатнишини тохтатти. намайишчилар парламент бинасиниң ишик-деризилирини чеқишқа урунди вә пашинйанға қарши шоар товлап, истепаға чақирди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи 12-сентәбир кечиси (2022) вә 13-сентәбир әтигәндә, әрменийә армийәсиниң әзәрбәйҗан чеграсидики дашкәсән, кәлбәсәр, лачин вә зәнгилан йөнүлүшидә иғвагәрчилик қилғанлиқини, нәтиҗидә 50 әскәрниң шеһит болғанлиқини уқтурған иди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанатида йәнә, тоқунушларда 105 әрменийә әскириниң өлгәнликиниму билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر