айал падишаһ 2-елизабетниң дәпнә мурасимиға үч дөләт тәклип қилинмиди

әнглийә айал падишаһи 2-елизабетниң 19-сентәбирдә (2022) өткүзүлидиған дәпнә мурасимиға, русийә, беларусийә вә бирманиң тәклип қилинмиғанлиқи, иранға болса, баш әлчи сәвийәсидә тәклип әвәтилгәнлики билдүрүлди.

1879432
айал падишаһ 2-елизабетниң дәпнә мурасимиға үч дөләт тәклип қилинмиди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә п а (PA) агентлиқиниң һөкүмәттин алған мәнбәлиригә асасланғанда, айал падишаһ 2-елизабетниң дәпнә мурасимиға, русийә, беларусийә вә бирма тәклип қилинмиған, иран болса, баш әлчи сәвийәсидә тәклип қилинған.

96 йешида аләмдин өткән айал падишаһ 2-елизабетниң дәпнә мурасимиға, дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән тәхминән 500 йуқири дәриҗилик әмәлдарниң қатнишиши пәрәз қилинмақта.

политико (Politico) тор бетиниң хвиридә көрситилишичә, ташқи ишлар вазарити 8-сентәбир аләмдин өткән айал падишаһ 2-елизабетниң 19-сентәбир өткүзүлидиған рәсмий дәпнә мурасиминиң қандақ болидиғанлиқи тоғрисида һәр қайси дөләтләрдики әлчиханиларға мәлумат йоллиған.

мурасим вестминстер аббей черкавида өткүзүлидиған болуп, кишиләрниң интайин көп болуши сәвәбидин, мурасимға қатнишидиған дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң айали йаки йолдишиға охшаш биллә болидиған бир киши үчүн орун аҗритилидикән. мурасимға, рәһбәрләр билән биллә болидиған йаки аилисидин башқа һәр қандақ кишиниң қатнишиши мәни қилинидикән. рәһбәрләр қатнишалмиған әһвалда, уларға вакалитән министир дәриҗилик бир киши қатнашса болидикән.

айал падишаһ 2-елизабет 8-сентәбир (пәйшәнбә) дәм еливатқан шотландийәдики балморал қәләсидә аләмдин өткән иди. униң дәпнә мурасими 19-сентәбир (дүшәнбә) пайтәхт лондондики вестминстер аббей черкавида өткүзүлиду. мурасимдин кейин, мейити әнглийә хан җәмәтиниң туралғулиридин бири болған виндсор қәләсидики (Windsor) сайинт җорҗ қәбристанлиқиға дәпнә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر