америка русийәниң «үмидсиз вә чарәсиз» икәнликини билдүрди

америка ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңишиниң истратегийәлик учур-алақә директори җон кирби, русийәниң шималий корейәдин милйонларчә ракета атар вә зәмбирәк оқи сетивалған болуши мумкинликини ейтти.

1876776
америка русийәниң «үмидсиз вә чарәсиз» икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңишиниң истратегийәлик учур-алақә директори җон кирби ақсарай мухбирлири билән зум (Zoom) арқилиқ өткүзүлгән йиғинда, америка ташқи сийасити үстидә тохталди.

у шималий корейәниң русийәгә қорал-йарағ сатқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни тоғрилиди вә мундақ деди:

«бизниңчә, бу содида милйонлиған ракета вә зәмбирәк оқи бар. бу сетишниң тамамланғанлиқи вә бу қоралларниң уруш мәйданида ишлитилгәнлики тоғрисида һечқандақ аламәт йоқ. бу сода, русийәниң украина урушида қандақ <үмидсиз вә чарисиз> икәнликиниң ипадиси.»

у хитайниң русийәгә тутқан позитсийәси һәққидә тохтилип: «биз хитайниң русийәгә қаратқан җазаға хилаплиқ қилғанлиқиға аит һечқандақ аламәтни көрмидуқ»деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر