лиз трус айал падишаһдин һөкүмәт тәшкилләш һоқуқини тапшурувалди

әнглийәниң йеңи баш вәзири лиз трус айал падишаһ 2-елизабеттин һөкүмәт тәшкилләш һоқуқини тапшурувалди.

1876603
лиз трус айал падишаһдин һөкүмәт тәшкилләш һоқуқини тапшурувалди

түркийә авази радийоси хәвири:шотландийәдә дәм еливатқан айал падишаһ 2-елизабет сабиқ вәзир борис җонсон истепасини сунғандин кейин, лиз трусни қобул қилди.

айал падишаһ 2-елизабет лиз трусқа һөкүмәтни тәшкилләш һоқуқини бәрди. шуниң билән, лиз трус әнглийәниң рәсмий баш вәзири болди.

лиз трус лондонда баш вәзирлик һоқуқини тапшурувалғандин кейинки биринчи қетимлиқ нутуқини сөзләйду. униң бүгүн (2022-йили 6-сентәбир) һөкүмәтниң йеңи кабентини елан қилидиғанлиқи күтүлмәктә.

сабиқ баш вәзир борис җонсон 7-ийулда (2022) һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң башлиқлиқ вәзиписидин истепа бәргәнликини, баш вәзирлик һоқуқини болса, йеңи рәһбәр сайланғучә сақлап қалидиғанлиқини елан қилған иди.

түнүгүн һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң елан қилған рәһбәрлик сайлими нәтиҗисидә, лиз трус 81 миң 326 авазға, рәқиби риши сунакниң (Rishi Sunak) 60 миң 399 авазға еришкәнлики қәйт қилинған иди. буниң билән, һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң рәһбәрлик риқабитидә ғәлбә қилған лиз трус, охшаш вақитта йәнә, дөләтниң йеңи баш вәзири болуш һоқуқини қолға кәлтүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر