лиз трус әнглийәниң йеңи айал баш вәзири болди

әнглийәдә һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң башчилиқида сайланған лиз трус (Liz Truss) йеңи баш вәзир болди.

1875971
лиз трус әнглийәниң йеңи айал баш вәзири болди

түркийә авази радийоси хәвири: консерватиплар партийәсидики рәһбәрлик сайлими вә рәһбәрни вәзиписидин қалдуруш басқучлириға мәсул орган «1922 комитети» ниң башлиқи вә парламент әзаси сир граһам бради (Sir Graham Brady) лондондики айал падишаһ 2-елизабет конферанс мәркизидә, партийә әзалири ташлиған авазниң нәтиҗисини елан қилди.

елан қилинған нәтиҗигә асасланғанда, лиз трус 81 миң 326 авазға, рәқиби риши сунак (Rishi Sunak) 60 миң 399 авазға еришкән. буниң билән, һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң рәһбәрлик риқабитидә ғәлбә қилған лиз трус, охшаш вақитта йәнә, дөләтниң йеңи баш вәзири болуш һоқуқини қолға кәлтүргән.

сабиқ баш вәзир борис җонсон әтә (2022-йили 6-сентәбир) шотландийәниң балморал бағчисида дәм еливатқан айал падишаһ 2-елизабетқа истепасини суниду. лиз трус болса, айал падишаһдин йеңи һөкүмәтни тәшкилләш һоқуқини тапшурувалиду.

йеңи баш вәзир лиз трус айал падишаһ билән көрүшкәндин кейин, лондонға қайтип келип, нутуқ сөзләйду. униң әтә йеңи кабентни елан қилиши күтүлмәктә.

сабиқ баш вәзир борис җонсон 7-ийулда (2022) һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң башлиқлиқ вәзиписидин истепа бәргәнликини, баш вәзирлик һоқуқини болса, йеңи рәһбәр сайланғучә сақлап қалидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر