йапонийә ташқи ишлар вәзири: хитай дипломатийә министири билән көрүшүшүм мумкин

йапонийә ташқи ишлар  вәзири хайаши йошимаса мушу айниң ахирлири (2022-йили сентәбир) чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүш мумкинчиликиниң барлиқини ейтти.

1875036
йапонийә ташқи ишлар вәзири: хитай дипломатийә министири билән көрүшүшүм мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири хайаши, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, америка қошма иштатлири һәйитиниң алдинқи айдики тәйвән зийаритидин кейин, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң, күтүлмигәндә алдин пиланланған икки тәрәплик учришишлирини  бикар қилиши һәққидә тохтилип мундақ деди: «америка қошма иштатлирида 21 – 27 – сентәбир күнлири чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүшүм мумкин. биз һәрдаим икки тәрәплик учришишларни елип бериш тәрәпдаримиз. дәрвәқә, мән түрлүк сәвийәләрдики дийалогниң муһимлиқиға ишинимән.»

мәлуматларға қариғанда, 2022 – йили сентәбир ейи, йапонийә билән хитайниң дипломатик мунасивәтлириниң нормаллишишиниң 50 – йиллиқиға тоғра келидикән.

америка авам палатаси рәиси нәнси пелоси ханим башчилиқидики вәкилләр өмики авғустниң башлирида (2022) тәйвәндә зийарәттә болғаниди.

пелоси ханим, хитай билән игилик һоқуқ ихтилапи ичидики «тәйвән арили» ни аридин 25 йил өткәндин кейин зийарәт қилған тунҗи америка авам палатаси рәиси болғаниди.

«тәйвән арили» ни территорийәсиниң айрилмас бир парчиси дәп қарайдиған хитайниң наразилиқ қозғиған зийарәттин кейин, хитай ташқи ишлар министири ваң йи, күтүлмигәндә йапонийә ташқи ишлар  вәзири хайаши йошимаса билән камбоджада әмәлгә ашурулидиған пиланлиқ учришишни бикар қилғаниди.

икки қошна дөләтниң ташқи ишлар министирлири, әң ахирқи қетим, 2020 – йили нойабир ейида бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر