шолз: йавропа башқиларға аз беқинди болуши керәк

германийә баш министири олаф шолз (Olaf Scholz) йавропа иттипақиниң техиму игилик һоқуқлуқ болуп, башқиларға интайин аз беқинди болуши керәкликини ейтти.

1873924
шолз: йавропа башқиларға аз беқинди болуши керәк

түркийә авази радийоси хәвири:германийә баш министири олаф шолз германийәгә зийарәткә кәлгән испанийә баш министири педро санчез билән көрүшти вә бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у мундақ деди:

«йавропа иттипақи техиму игилик һоқуқлуқ болуп, башқиларға интайин аз беқинди болуши керәк. ички қисимда иттипаққа, ташқи җәһәттә қәтий ирадигә моһтаҗ.»

у хәвпсизликниң даирисиниң кәңликини, енергийә вә хам әшйа бихәтәрлики, иҗтимаий базар иқтисади вә демократийәни қоғдашқа охшаш мәсилиләрниму өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүп, қандақ қилғанда, енергйә базиридики баһаларниң һәддидин зийадә йуқири өсүшиниң алдини алғили болидиғанлиқиниму музакирә қилиш керәкликини қәйт қилди.

у оттура йавропаға газ йәткүзүшни капаләткә игә қилиш үчүн испанийә билән фирансийә оттурисида туруба йоли бина қилиш мумкинчиликини музакирә қилғанлиқлирини әскәртип, русийәдин қутулуш үчүн йавропада електр, газ вә һидроген тор қурулушлирини кеңәйтишниң муһим икәнликини тәкитлиди.

у қуйаш нури мол һесаблинидиған дөләтләр һесаблинидиған испанийә вә португалийәниң енергийәни өзлириниң еһтийаҗидин көп ишләпчиқирип експорт қилалайдиғанлиқини билдүрүп: «бу йәрдики вәзипә, барлиқ енергйә мәнбәлири үчүн йавропа тори шәкилләндүрүш» деди.

испанийә баш министири санчез өткән йилиниң (2021) ахирида испанийәдә дөләт хәвпсизлик истратегйәсиниң йеңиланғанлиқини билдүрүп, русийәниң 24-феврал (2022) украинаға қарши башлиған таҗавузчилиқ уруши сәвәбидин мәзкур истратегийәниң техиму зөрүр һалға кәлгәнликини әскәртти.

у урушниң иқтисадқа, мал баһасиниң өрлишигә вә енергийә тәминлишигә тәсир көрсәткәнликини билдүрүп: «бу урушниң йүкини адил шәкилдә бөлүшүшни тәләп қилимиз. йавропа иттипақлиқ вә баравәрлик ичидә урушқа җаваб қайтурди. мениңчә бу тоғра усул. германийә билән испанийә техиму һәмкарлишиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر