русийәниң украинадики бир пойиз истансисиға қилған һуҗумида қаза қилғанлар сани 25 кә йәтти

русийә армийәсиниң украинаниң днипропетровиска өлкисиниң чаплине базиридики пойиз истансисиға қаратқан түнүгүнки башқурулидиған бомба һуҗумида қаза қилғанлар сани 25 гә йәтти.

1872304
русийәниң украинадики бир пойиз истансисиға қилған һуҗумида қаза қилғанлар сани 25 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханисиниң муавин башлиқи кирил тимошенко өзиниң телеграмма суписидики адресида байанат берип, чаплине базириниң башқурулидиған бомба һуҗумиға учриған йеридики издәш – қутқузуш хизмәтлириниң ахирлашқанлиқиға ишарәт қилип: «рус таҗавузчилириниң туралғулар вә пойиз истансисини партлитиши нәтиҗисидә, иккиси кичик бала болуп, җәмий 25 адәм қаза қилди, 31 адәм йариланди» деди.

русийә армийәси түнүгүн чаплине базиридики бир пойиз истансисиға башқурулидиған бомба ишлитип һуҗум қилған болуп, һуҗуми қозғиди , украина даирилири һуҗумда 15 кишиниң қаза қилғанлиқини елан қилғаниди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر