шәрқий гутада бәшшар әсәдниң қәтлиами ләнәтләнди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң 2013-йили 21-авғуст пайтәхт дәмәшиқниң шәрқий гута райоида химийәлик қорал билән 1400 дин артуқ пуқраниң өлүмигә сәвәб болған қанлиқ һуҗуми, идлибтә ләнәтләнди.

1870634
шәрқий гутада бәшшар әсәдниң қәтлиами ләнәтләнди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибтики хәлқ аммиси «адаләт мәшилиниң өчүрүлүшигә рухсәт қилмаймиз», «бигунаһ кишиләр үчүн йуқири авазда товлаймиз вә улар үчүн адаләт тәләп қилимиз», «бәшшар әсәд һакимийитиниң химийәлик қорал қәтлиами пәқәт қурбанларғила әмәс, бәлки пүткүл инсанийәткә қаршидур» вә «қурбанларниң роһи адаләт һазирғичә күтмәктә» дәп йезилған әрәбчә һәмдә инглизчә лозункиларни көтүргиничә идлибниң мәркизидә намайиш қилди.

сүрийә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәлуматлириға асасланғанда, бәшшар әсәд һакимийитиниң химийәлик қорал һуҗумида 1100 дин артуқ айал вә кичик балини өз ичигә алған миңларчә киши җенидин айрилған. бәшшар әсәд һакимийити қәтлиамдин кейин 2018-йили шәрқий гутани әң қаттиқ муһасирәгә алған вә һәр хил қоралларни синақ қилған районға айландурған. бәшшар әсәд һакимийити сүрийәдә ички уруш башланғандин тартип өктичиләрниң контроллуқидики җайларға 217 қетим химйәлик һуҗум қилған.

райондики өктичиләр бәшшар әсәд һакимийити вә русийә билән түзгән мәҗбурий келишим нәтиҗисидә, 2018-йили апрелда шәрқий гутадин чекингән иди. бәш йиллиқ қоршавдин чиққан пуқралар шималий сүрийәдә өктичиләрниң контроллуқидики районларда йашаш үчүн күрәш қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر