гутерес: русийәниң йемәклик вә оғут мәһсулатлириға чәклимә қойулмаслиқи керәк

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерес русийәниң ембарголарға дахил қилинмиған йемәклик вә оғут мәһсулатлириниң хәлқара базарларға чәклимисиз селиниши лазимлиқини ейтти.

1870260
гутерес: русийәниң йемәклик вә оғут мәһсулатлириға чәклимә қойулмаслиқи керәк

түркийә авази радийоси хәвири: гутерес, украинаниң одесса портида елан қилған байанатида, портниң айларчә паләч һалға чүшүп қалғанлиқини, йәр шариви бир ашлиқ искилатидин муһим бир алақә линийәсиниң мулазимәттин тохтап қалғанлиқини, әмма истанбулда имзаланған ашлиқ келишиминиң бу әһвални өзгәрткәнликини тәкитләп мундақ деди: «бир айға йәтмигән вақит ичидә, ашлиқ вә башқа йемәклик мәһсулатлири қачиланған 25 парахот одесса вә украинаниң башқа портлиридин айрилди.»

парахотларниң буғдай, көммиқонақ, аптаппәрәс йеғи вә пурчақ қатарлиқ 600 миң тоннидин артуқ йемәклик мәһсулатлирини тошуғанлиқини әскәрткән гутерес, техиму көп парахотниң йолда икәнликини ейтти.

көплигән саһәләрдә йәнила қилишқа тегишлик хизмәтләрниң барлиқини қәйт қилған гутерес, таварларниң баһасини төвәнлитиштә техиму көп русийә вә украина мәһсулатлириға еришишниң муһимлиқини әскәртти, һәмдә русийәниң ембарголарға дахил қилинмиған йемәклик вә оғут мәһсулатлириниң хәлқара базарларға чәклимисиз селиниши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «барлиқ һөкүмәтләр вә хусусий тармақларниң һәмкарлишип, бу мәһсулатларни базарға селиши толиму муһим. әгәр 2022-йили оғут болмиса, 2023-йили йемәклик мәһсулатлириму болмаслиқи мумкин. мениң бу нишанларға йетиш ирадәм қәтийдур, әмма бу нишанларға пәқәт һәрқайси тәрәпләрниң һәмкарлиқи биләнла йәткили болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر