америка конгрәси тәйвән зийаритини давамлаштурди

хитай билән игилик ихтилаплири ичидики тәйвәнни зийарәт қилған америка конгрә әзалири, пирезидент сәй йиңвен билән көрүшти.

1868122
америка конгрәси тәйвән зийаритини давамлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка демократ партийәниң массачустс кеңәш палата әзаси ед маркей (EdMarkey) башчилиқидики һәйәт, тәйвән пирезиденти сәй йиңвен билән ахбаратқа йепиқ шәкилдә көрүшти.

бәш кишилик конгрә һәйити америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пелоси ханимниң хитай билән йирикчиликләрниң улғийишиға сәвәб болған тәйвән зийаритидин 12 күн кейин, түнүгүн кечә (2022-йили 14-авғуст) пайтәхт тәйбейға йетип барди.

бәш кишилик һәйәт сәй йиңвен билән, америка-тәйвән мунасивәтлири, районниң хәвпсизлик мәсилилири, сода вә мәбләғ селиш, дунйа тәминләш зәнҗирлиридики мәсилиләр вә килимат өзгириши қатарлиқ темиларни музакирә қилди.

һәйәт башлиқи ед маркей твиттер адресида учур һәмбәһирләп: «зийарәтниң мәқсити-американиң тәйвәнни қоллайдиғанлиқини намайан қилиш вә тәйвән боғузидики тинчлиқ һәмдә муқимлиқини илгири сүрүш» деди.

америка конгрәсиниң бәш кишилик һәйитиниң бүгүн (15-авғуст) ахирлишидиған тәйвән зийаритидә, ташқи ишлар министири җосеф ву вә парламент әзалири билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси ваң винбин ахбарат елан қилиш йиғинида, америка кеңәш палата әзаси ед маркей башчилиқидики һәйәтниң, хитайниң барлиқ агаһландурушлири вә наразилиқлириға қаримай «хитайниң тәйвән райони» ни зийарәт қилғанлиқини билдүрүп: «бир гуруппа америкалиқ сийасәтчи тәйвән мустәқиллиқини қоллайдиған күчләр билән бирликтә җинайәт өткүзүп, бир хитай сийаситигә җәң елан қилишқа урунуватиду. булар мәғлуб болиду» деди.

у хитайниң игилик һоқуқини вә земин пүтүнлүкини қоғдаш үчүн қәтийлик билән бир қатар қарарларни чиқиридиғанлиқини әскәртти.

хитай бир хитай сийасити арқилиқ тәйвәнниң дунйадики дөләтләр билән дипломатик мунасивәтләр орнитишиға, б д т да вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузушиға қарши чиқмақта, шундақла өзини етирап қилған дөләтләрниң тәйвән билән дипломатик мунасивәт орнатмаслиқни йаки үзүшини шәрт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر