мусул айродуруми түркийә ширкәтлири тәрипидин ремонт қилиниду

ирақниң мусул шәһиридики хәлқара айродурум икки түркийә ширкити тәрипидин ремонт қилиниду.

1866352
мусул айродуруми түркийә ширкәтлири тәрипидин ремонт қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: мусул валийси нәҗим әлҗуббури, ахбарат елан қилиш йиғинида, мусул айродуруминиң ремонт қилиш хизмитиниң хәлқаралиқ тәҗрибигә игә «TAV қурулуш вә 77 қурулуш гуруһи» ға берилгәнликини ейтти.

әлҗуббури, мосул айродуруминиң илгири дөләт ичи авийатсийәсидә ишлитилидиған хәлқара айродурумға өзгәртилгәнликини вә  ширкәтләр билән тохтам имзаланғанлиқини байан қилди.

у йәнә, ремонт қилиш хизмитиниң пат йеқинда башлинидиғанлиқини вә бу айродурумниң мосул вә пүткүл ирақ үчүн дунйаға ечилидиған дәрвазиси болидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر