украина әскәрлирини тәрбийәләш қайтидин башланди

канада дөләт мудапиә министири анита анад канаданиң украина әскәрлиригә тәлим-тәрбийә бериш үчүн әнглийәгә һәрбий хадимларни әвәтидиғанлиқини елан қилди.

1864105
украина әскәрлирини тәрбийәләш қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: канада дөләт мудапиә министири анита анад оттавада өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, пирограмма рамкисида нөвәт билән вәзипә өтәйдиған 225 һәрбий хадимдин 90 нәпириниң 2022-йили 12-авғустта әнглийәгә қарап чиқидиғанлиқини уқтурди.

у 10 миңдин артуқ украина әскиригә тәлим-тәрбийә бериш пирограммисиға, әнглийә, голландийә вә йеңи зеландийәниң қатнишидиғанлиқини әскәртти.

у украина билән 2015-йили түзүлгән «UNIFER» пирограммиси рамкисида 33 миңдин артуқ украина әскирини тәрбийәлигәнликлирини, 24-феврал (2022) башланған украина-русийә уруши билән вақитлиқ тохтитилған пирограмминиң мушу бойичә қайтидин башланғанлиқини қәйт қилди.

у украина әскәрлириниң ийулдин (2022) башлап әнглийәгә йетип берип тәрбийәлинишни башлиғанлиқлирини билдүрүп: «украинада тәлим-тәрбийә ишлирини тохтатқан вақтимизда, пурсәт кәлгәндә қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр, тәләм-тәрбийә ишлирини давамлаштуридиғанлиқимизни ейтқан идуқ. һазир бәргән вәдимизни әмәлгә ашуруватимиз» деди.

у тәлим-тәрбийәниң қорал-йарағ тошуш вә ишлитиш, уруш мәйданида дәсләпки қутқузуш қатарлиқ алдинқи сәптики урушта еһтийаҗлиқ болған әскәрләрниң иқтидарини өстүрүшкә мәркәзләшкәнликини қәйт қилди.

канада башчилиқидики һәрбий тәлим-тәрбийәләр әнглийәниң шәрқий җәнубидики һәрбий базида елип берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر