америка ақсарай әтрапиға чақмақ чүшти

америка ақсарайниң йениға җайлашқан лафайет бағчисиға (Lafayette Park) чақмақ чүшүши сәвәбидин төт киши йариланди.

1864057
америка ақсарай әтрапиға чақмақ чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пайтәхти вашингтон асминида һава гүлдүрләп йамғур йеғиватқан пәйтләрдә, ақсарайға йеқин йәргә җайлашқан лафайет бағчисиға чақмақ чүшкәнлики билдүрүлди.

вашингтон пажарни мәсуллири ақсарай әтрапиға чақмақ чүшүш вәқәсидә төт кишиниң йариланғанлиқини, вәқә мунасивити билән лафайет бағчисиниң бир қисмниң тақалғанлиқини елан қилди.

йаридарларниң әтраптики дохтурханиларға апирилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر