хитайниң тәйвән хәлқини «қайта тәрбийәләш» пилани барму қандақ?

хитайниң парижда турушлуқ баш әлчиси лушайе тәйвәнгә қарши һәрбий һәрикәт еһтималиниң барлиқини ейтти.

1864392
хитайниң тәйвән хәлқини «қайта тәрбийәләш» пилани барму қандақ?

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң парижда турушлуқ баш әлчиси лушайе фирансийә б ф м т в қанилиниң «BFMTV» мәхсус пирограммисиға қатнишип, йеқинқи күнләрдә тәйвәнгә мунасивәтлик оттуриға чиққан җиддийчиликләр тоғрисида тохталди.

у хитайниң тәйвәнгә қарши һәрбий һәрикәт башлаш еһтималиниң барлиқини билдүрүп, униң тәйвәнликләргә қарши һәрикәт болмайдиғанлиқини әскәртти.

у тәйвән хәлқиниң меңисиниң йуйулғанлиқини илгири сүрүп: «бирлишиштин кейин, уларни қайтидин тәрбийәләймиз. у чағда тәйвән нопуси бирлишишни қоллайдиған болиду, тәйвәнликләр йәнә вәтәнсөйәр болиду, дәп ойлаймән» деди.

у рийасәтчиниң «тәһдит селиш арқилиқму?» дегән соалиға: «тәһдит селиш билән әмәс, қайтидин тәрбийәләш билән» дәп җаваб бәрди.

у 20 йил илгири көпинчә тәйвәнликниң тәйвәнниң хитайниң бир парчиси болушни қоллайдиғанлиқини тәкитләп: «демократийәни илгири сүрүш партийәсиниң хитайға қарши тәтүр тәшвиқат қилиши сәвәбидин, бүгүн аралдики хәлқ бирлишишқа қарши чиқмақта» деди.

у америка авам палатаси башлиқи нәнси пелоси ханимниң тәйвән зийарити тоғрисида тохталғанда, «наһайити көп хәтәрләрни вә киризисларни пәйда қилғанлиқи» ни билдүрди.

у ахирида, җиддийчиликни улғайтқан тәрәпниң хитай әмәс, пелоси ханимниң тәйвән зийарити болғанлиқини тәкитләп, бу иғвагәрчиликкә җаваб қайтурғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر