бәш дөләт армийәси тәйвән җиддийчиликиниң көләңгисидә маневир башлиди

америка, һиндонезийә, австиралийә, йапонийә вә сингапор армийәлири хитай билән болған йирикчиликләрниң көләңгисидә, суматра арилида тунҗи қетим башқа дөләтләрниңму қатнишиши астида бирләшмә һәрбий маневир башлиди.

1863047
бәш дөләт армийәси тәйвән җиддийчиликиниң көләңгисидә маневир башлиди

түркийә авази радийоси хәвири:американиң җакартадики әлчиханиси америка вә һиндонезийә қатарлиқ бәш дөләт армийәлириниң суматра арилида бирләшмә маневир башлиғанлиқини елан қилди.

байанатта, бу қетимқи маневирниң әркин вә очуқ һинди-тинч окйан сийаситини қоллаш мәқситидә, өзара маслишишчанлиқни, иқтидарни, өзара ишәнч вә һәмкарлиқларни күчәйтиш үчүн өткүзүлгәнлики билдүрүлди.

американиң тинч окйан армийә қомандани генерал чарлез флйн (Charles Flynn): «мәзкур маневир америка-һиндонезийә риштисиниң бу муһим районда қуруқлуқ армийәлири арисида күчәйгән мунасивәтлириниң символи болуп һесаблиниду. чүнки қуруқлуқ армийәлири районниң хәвпсизлик мимарисини техиму чиңитидиған йилим» деди.

америка, һиндонезийә, австиралийә, йапонийә вә сингапордин кәлгән 5 миңдин артуқ әскәр қатнаштурулған маневир, «2009-йилдин буйанқи районда өткүзүлгән көлими әң чоң маневир» дәп көрситилмәктә.

американиң тинч окйан армийә қомандани генерал чарлез флйн билән һиндонезийә армийәсиниң генерали андика перкаса, җәнубий суматра иштатидики батуража шәһиридә өткүзүлгән мурасим билән бирләшмә маневирни башлаш буйруқини бәрди.

қуруқлуқ, деңиз вә һава армийә қисимлири қатнашқан бирләшмә маневир 14-авғустқичә (2022) давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر