йавропа йуқумниң йеңи долқуни тоғрисида агаһландурулди

йавропада ковид-19 йуқуминиң йеқинқи бәш һәптә ичидә уда көпийиватқанлиқи, нурғун дөләтләрниң алдини елиш тәдбирлирини әмәлдин қалдуруши билән бирликтә вирусниң йуқуш нисбитиниң өрләп кетидиғанлиқи оттуриға қойулди.

1856893
йавропа йуқумниң йеңи долқуни тоғрисида агаһландурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати әмәлдарлири байанат елан қилип, нөвәттики ешишниң асаслиқ сәвәбиниң ковид-19 омикрон варийантиниң тармақ варийантлириниң бири болған BA.4 вә BA.5 типлириниң пүткүл йавропаға тәсир көрситип тез тарқилиши икәнликини оттуриға қойди.

байанатта, йавропа дөләтлириниң тәкшүрүш вә ген тәртипләш даирисини тарайтишиниңму йуқумлиниш әһвалиниң көпийишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, бу әһвалниң һәрқайси дөләтләрдики йуқумланғурчиларға алақидар һәқиқий учурларни игиләшкә тосалғу болуватқанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, вирусниң үзлүксиз өзгириш йасишиға әгишип ваксина үнүминиң төвәнлишиниң йавропадики ковид-19 бимарлири саниниң көпийишидики йәнә бир сәвәб дәп көрситилди.

йавропа кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи әмәлдарлири болса, бир айдин көпрәк вақиттин буйан давамлишиватқан йуқумлиниш нисбитидики ешишниң, райондики дөләтләр үчүн «кәң даирилик ковид -19 долқуниниң башлиниши» болуп қалидиғанлиқи мөлчәрини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر