әнглийәдә баш вәзир сайлаш ишлири давамлашмақта

әнглийә баш вәзири җонсон хизмитидин вә һакимийәт бешидики консерватиплар партийәси рәисликидин истепа бәргәндин кейин, партийәдики парламент әзалири арисидики рәһбәр сайлаш ишлирида, сабиқ малийә ишлири вәзири сунак алдинқи орунға өтти.

1856532
әнглийәдә баш вәзир сайлаш ишлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири:әнглийә консерватиплар партийәсиниң рәһбәрлики үчүн өткүзүлгән сайламда, том тугендхат 31 аваз билән шалланди. сунак болса 115 аваз билән парламент әзалириниң әң қоллишиға еришти. униңдин қалса, пенний мордант (PennyMordaunt) 82, лиз трус (Liz Truss) 71 вә кеми баденок (KemiBadenock) 58 авазға еришти.

партийә рәһбәрлики риқабитидә, әң көп авазға еришкән икки намзат 21-ийулғичә (2022) бәлгилиниду. арқидин дөләттики 160 миң консерватип партийә әзаси әнглийәниң йеңи баш вәзирини вә партийәниң йеңи рәһбирини икки намзат ичидин бирини сайлап чиқиду. ахирида, борис җонсондин бошалған баш вәзирлик бинаси 10-номурлуқ ишханиниң йеңи хоҗайини 5-сентәбир ениқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر