америкада қораллиқ һуҗум йүз берип 3 адәм өлди

америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатидики бир өйдә өткүзүлгән йиғилишта йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 3 адәм һайатидин айрилди, 2 адәм йариланди.

1854375
америкада қораллиқ һуҗум йүз берип 3 адәм өлди

 түркийә авази радийоси хәвири: калифорнийә иштатиниң довний шәһиридики бир өйдә өткүзүлгән йиғилишта оқ авази аңланди.

шу җай вақти 00: 45 әтрапида нәқ мәйданға йетип барған сақчилар, вәқәдә 4 и әр болуп, 5 адәмниң йариланғанлиқини ениқлап чиқти.

йаридарлардин 3 и нәқ мәйданда һайатидин айрилди, иккиси дохтурханиға орунлаштурулди.

игилинишичә, сақчилар «шәхсий вәқә» дәп атиған һуҗумниң сәвәби техи ениқ әмәс икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر