путин ғәрбкә доел елан қилди

русийә пирезиденти виладимир путин ғәрбкә доел елан қилип, «әгәр ғәрб бизни уруш мәйданида мәғлуп қилмақчи болса, мәйлигә қойуп бериңлар, синап бақсун» деди.

1853607
путин ғәрбкә доел елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин пайтәхт москвадики русийә парламентиниң төвән палатаси думада вәкили бар сийасий партийәләрниң рәһбәрлири вә байанатчилири билән көрүшти.

путин украина уруши башланған 24-февралдин буйан ғәрб дөләтлириниң русийәгә қарши тәшвиқатлириға қаримай, москвани қоллайдиғанларниңму чиққанлиқини билдүрүп, «бизниң америка қошма иштатлири, йавропа һәтта башқа қитәләрдиму нурғун қоллиғучилиримиз бар» деди.

у, ғәрб дөләтлириниң өзлиригә йүргүзгән җазалирини тәнқид қилип: «русийәгә қарши чиқирилған қанунсиз қарарлар бизгә қийинчилиқ елип кәлмәктә. әмма бу русийәни иқтисадий җәһәттин ваз кәчтүрүш урунушини башлиғанлар үчүн ишәнчлик бир иш әмәс. уларниң мәқсити җәмийитимиздә чечилаңғулуқ, қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш, кишиләрниң кәйпийатини бузуш иди. әмма улар буниму хата пиланлиди. униңдин һеч нәрсигә еришәлмиди вә еришәлмәйдиғанлиқиға ишинимән» деди

ғәрб дөләтлириниң уруш мәйданида русийәгә қарши һәрикәт қилиш пурситини күтүватқанлиқи тоғрисида учурларни тапшуруп алғанлиқини илгири сүргән русийә рәһбири путин: «нөвәттә (ғәрбниң) бизни уруш мәйданида мәғлуп қилмақчи болғанлиқини аңлидуқ. синап бақсун. ғәрбниң әң ахирқи украиналиқ қалғучә урушмақчи икәнликини аңлаватимиз. бу украиналиқлар үчүн бир паҗиәдур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر