җонсон зеленискийға «сән бир қәһримансән» деди

вәзиписидин истепа бәргән әнглийә баш вәзири борис җонсон, украина пирезиденти виладимир зеленскийни «сән бир қәһриман» деди.

1853693
җонсон зеленискийға «сән бир қәһримансән» деди

түркийә авази радийоси хәвири: сәйшәнбә күнидин башлап партийәсиниң рәһбәрлик  қатлимидикиләр арқа – арқидин истепа бәргәндин кейин, түнүгүн өзиму вәзиписидин истепа бәргәнликини җакарлиған баш вәзир борис җонсон виладимир зеленский билән телефонлашти.

әнглийә баш вәзирлик мәһкимиси йазма байанат елан қилип, җонсонниң телефон сөһбити җәрйанида дөлитиниң украинани қәтий тәврәнмәстин қоллайдиғанлиқини қайта тәкитлигәнликини, зөрүр тепилған әнглийәниң украинаға мудапиә йардими беришни давамлаштуридиғанлиқини оттуриға қойуп, «баш вәзир алдимиздики бир нәччә һәптә ичидә ашлиқ муһасирисини бикар қилиш үчүн, шерикләр билән охшаш сүрәттә һәмкарлишип хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди. пирезидент зеленскийға әркинликни, достлуқи вә украина хәлқи үчүн қилған хизмәтлири үчүн рәһмәт ейтти» дегәнликини билдүрди.

байанатта, әнглийә баш вәзириниң телефон сөһбитиниң ахирида виладимир зеленскийға «сән бир қәһримансән, һәммә сени йахши көриду» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر