йәрлик сиваһили тили уганданиң иккинчи рәсмий тилиға айланди

уганда африқида әң көп ишлитилидиған йәрлик тиллардин сиваһили тилини дөләтниң иккинчи рәсмий тили сүпитидә қобул қилди.

1852581
йәрлик сиваһили тили уганданиң иккинчи рәсмий тилиға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: уганда учур – алақә техникилири министири кирис барйомунси ахбаратларға бәргән байанатида, уганда парламентиниң сиваһили тилини иккинчи рәсмий тил сүпитидә қобул қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

мақулланған қарар даирисидә, сиваһили тилиниң инглиз тили билән бирликтә башланғуч вә оттура мәктәпләрдә оқутуш тили болидиғанлиқи җакарланди.

сиваһали тили танзанийә, кенийә вә риванда қатарлиқ нурғун шәрқий вә җәнубий африқа дөләтлиридә ишлитилиду.

җәнубий африқа тәрәққийат җәмийити (SADC)2019 - йили 30 - авғустта инглиз тили, португал тили вә фирансуз тилидин кейин,  4 - рәсми тили сүпитидә сиваһили тилини ишлитишни йолға қойған иди.

африқа бирләшмиси  болса, 9 – февралда мақуллиған қарар арқилиқ сиваһили тилини «хизмәт тили» сүпитидә қобул қилғанлиқини җакарлиған иди.

б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) тәрипидин 7 – ийул «хәлқара сиваһили тили байрими» дәп елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر