сомали пирезиденти җумһур рәис әрдоған тәрипидин қарши елинди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмудни пайтәхт әнқәрәдә рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди.

1852752
сомали пирезиденти җумһур рәис әрдоған тәрипидин қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд үчүн, түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидә рәсмий қарши елиш мурасими өткүзүлди.

игилинишичә, айрим көрүшкән икки рәһбәр, кейинчә һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилидикән.

сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд, учришишлири даирисидә, алди билән, испартада тәрбийәлиниватқан сомалилиқ әскәрләрни, кейинчә, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркниң қәбриси бар болған ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر