шиветсийә ташқи ишлар министири сол партийәни п к к тәшвиқати билән шоғуллинишни тохтитишқа чақирди

шиветсийә ташқи ишлар министири министири ән линде, «сол партийә п к к паалийити билән шуғуллинишни дәрһал тохтитиши керәк» деди.

1852427
шиветсийә ташқи ишлар министири сол партийәни п к к тәшвиқати билән шоғуллинишни тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә ташқи ишлар министири министири ән линде «алмедален сийасәт мунбири»дики сөзи җәрйанида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ға символлуқ қилидиған нәрсиләрни көтүрүп тәшвиқат билән шуғулланған солчилар партийәсигә наразилиқ билдүрүп, «бу қәтий қобул қилинмайду, сол партийә п к к паалийити билән шуғуллинишни дәрһал тохтитиши керәк» деди.

ән линде өзиниң тивиттердики адресида әдлийә, қошумчә ички ишлар министири морган йоһансонниму илавә қилған һалда учур ортақлишип: «буни қәтий қобул қилғили болмайду. п к к 1984 – йили олоф палме һөкүмити тәрипидин террорлуқ тәшкилати дәп елан қилған вә нурғун бигунаһ кишиләрни өлтүрүп кишиләрни азабқа дучар қилған бир тәшкилат. сол партийә п к к паалийитини дәрһал тохтитиши керәк» дәп йазди.

әдлийә, қошумчә ички ишлар министири морган йоһансонму әнглийә линдениң сөзлирини өзиниң тивиттердики адресида әйнән һәмбәһриләп, сол партийәни агаһландурди.

шиветсийәниң готланд арилида өткүзүлгән «алмедален сийасәт мунбири»  җәрйанида бир қисим сол партийә парламент әзалири п к к ниң террорлуқ тәшкилати әмәсликини йақлаш маһийитидә бәзи сөзләрни қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر