америкада мустәқиллиқ күни үчүн параттин өтүш җәрйанида қораллиқ һуҗум йүз бәрди

американиң иллиноис иштатида 4 - ийул мустәқиллиқ күнини тәбрикләш паалийитидики параттин өтүш җәрйанида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 6 киши қаза қилип,  24 киши йариланди.

1851950
америкада мустәқиллиқ күни үчүн параттин өтүш җәрйанида қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һайленд бағчиси башлиқи лу җогмен мустәқиллиқ күни үчүн өткүзүлгән параттин өтүш  җәрйанида қораллиқ һуҗум йүз бәргәнликини әскәртип, һуҗумда 6 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә  йариланған 24 кишиниң дохтурханиға балнестқа елинғанлиқини билдүрди.

лу җогмен таратқуларға бәргән байанатида, җинайәт гумандариниң кимлики ениқланғандин кейин, сақчиларниң  дәрһал издәп тутуш һәрикити башлиши нәтиҗисидә назарәткә елинғанлиқини ейтти.

буниңға асасән, гумандар  вәқә йүз бәргән нәқ мәйданниң шималидин тәхминән 8 киломитир йирақлиқта машинисини айландуриватқан пәйттә байқалған.

22 йашлиқ ақ тәнлик америкилиқ кримо қисқа муддәт из қоғлаштин кейин қолға елинған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر