америкада «мустәқиллиқ күни» ни тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди

америка қошма иштатлириниң 1776-йили әнгилийәдин мустәқил болғанлиқини җакарлиғанлиқи мунасивити билән һәр йили 4-ийул ишқа ашурулидиған «мустәқиллиқ күни» ни тәбрикләш паалийәтлири «ковид – 19» йуқумидин кейин тунҗи қетим чәклимиләрсиз өткүзүлди.

1852002
америкада «мустәқиллиқ күни» ни тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди
biden.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт вашингитонда өткүзүлгән әнәниви етилдақ етиш паалийәтлирини охшимиған җайлардин нәччә онмиңлиған киши көрди. америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән рәпиқиси җил байдинму әскәрләрниң аилә-тавабиатлири билән бирликтә ақсарайда өткүзүлгән паалийәткә қатнашти.

байдин, бу йәрдә қилған сөзидә, демократийәни қоғдашниң зөрүрлүкини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлириниң һәрдаим өз йолида маңидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз һәрдаим түрлүк синақларға дуч кәлдуқ, әмма һечқачан қийинчилиқлардин қорқуп, башқа җайларға кәтмидуқ. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, әркинлик һәм америка қошма иштатлирида һәм чәт әлләрдә <һуҗум астида> туруватиду. һәр күни демократийәмиз тоғрисида һечқандақ нәрсиниң капаләткә игә әмәсликини хатириләймиз, буниң үчүн күрәш қилишимиз, демократийәмизни қоғдишимиз керәк.»

нутиқида йәнә, чикагодики «мустәқиллиқ күнини» тәбрикләш паалийәтлири давамида йүз бәргән қораллиқ һуҗум тоғрилиқму тохталған байдин, мундақ дәп көрсәтти: «мән бүгүн нурғун америкалиқларниң әтрапиға қарап, америка қошма иштатлириниң адәттин ташқири дәриҗидә бөлүнүп кәткәнликини көрүватқанлиқини вә буниңдин әндишә қиливатқанлиқини билимән, мән буни чүшинимән, әмма биз нөвәттә бөлүнүштинму бәкрәк бир гәвдә һалитидимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر