лавров москваниң булғарийәгә инкас қайтуридиғанлиқини билдүрди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, москваниң булғарийәниң 70 рус дипломатни чеградин қоғлап чиқириш қарариға инкас қайтуридиғанлиқини уқтурди.

1851949
лавров москваниң булғарийәгә инкас қайтуридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән русийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған венезуела ташқи ишлар министири карлос фарийа пайтәхт москвадики учришиштин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

сергей лавров, булғарийәниң русийәниң софийадики әлчиханисида ишләйдиған 70 дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилиш қарари тоғрисида тохталған, бу қарарниң «қанунсиз» икәнликини оттуриға қойди вә сөзини давамлаштуруп: «министирлиқимизниң муһакимә қилишичә, әлчихана нөвәттә нормал хизмәт қилалайдиған әһвалда әмәс. әлвәттә, биз булғарийәлик кәспдашлиримизға инкас қайтуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر