шивитсийә баш министири: «түркийә билән түзүлгән келишимгә әмәл қилимиз»

шивитсийә баш министири магдалена андерсон түркийә билән түзүлгән келишимгә вә терорчиларни өткүзүп бериш келишимигә әмәл қилидиғанлиқини ейтти.

1851303
шивитсийә баш министири: «түркийә билән түзүлгән келишимгә әмәл қилимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: магдалена андерсон әлмәдәлен сийасәт мунбиридә қилған сөзидә, мәзкур келишимниң ички мәзмуни һәққидә мәлумат бәрмәйдиғанлиқини тәкитләп, «түркийә билән түзүлгән келишимгә вә террорчиларни өткүзүп бериш келишимигә әмәл қилимиз» деди.

андерсон террорлуқ паалийәтлиригә арилашмиғанларниң әнсиримәслики керәкликини  билдүрүп: «шивитсийә пуқраси болғанлар дөләт қануни вә хәлқара қанунға бинаән өткүзүп берилмәйду. әгәр террорлуқ паалийәтлиригә қатнашмиған болсиңиз, әнсирәшниң һаҗити йоқ» дегән сөзләрни ишләтти.

андерсон шивитсийә вә финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш җәрйани тоғрисида түркийә билән алдинқи һәптә испанийәдики нато рәһбәрлири йиғинидин илгири имзаланған үч тәрәп шәртнамисида, түркийәгә чоң йол қойушлар болғанлиқи вә амминиң қаттиқ тәнқидигә учриғанлиқиға даир соалға җаваб беришни рәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر